Пакистан президенти зәрдари биңтуән билән һәмкарлиқ келишими түзди
Мухбиримиз вәли
2009.02.25
2009.02.25
Пакистанниң йеза игилик вә йемәк тәтқиқат органлири пакистан хәлқиғә, биңтуәнни 'шинҗаңниң көмүр, нефит, туз, һак теши қатарлиқ тәбиий байлиқлиридин пайдилиниш, йеза игиликидә териқчилиқ, рәңлик пахта өстүрүш, йемәк ишләш, су теҗәш техникиси җәһәттә ғәрб әллири билән охшимайдиған әң илғар техникиға игә орган' дәп тонуштурған.
Биңтуән һазир пакистан билән түзгән бу келишимни интайин яхши башлиниш дәп қаримақта.