Хитайниң қанунсиз яғач материяллири содиси африқа вә асия орманлирини вәйран қилмақта

Йеқиндин буян хитайда әвҗ алған қанунсиз яғач материяллири импорти сәвәбидин африқа вә асия орманлириниң вәйран қилиниши хәлқара муһит қоғдаш тәшкилатлири тәрипидин әйибләнди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.29

Мәркизи лондондики тәбиий муһитни қоғдаш оргининиң 29-ноябир чаршәнбә күнидики доклатида көрситилишичә, хитайниң йеқинқи йиллардин буянқи қанунсиз яғач материяллири импорти сәвәбидин асия вә африқидики тәбиий орманлиқ бәлвағлири еғир дәриҗидә вәйранчилиққа учриған.

Хитайдики яғач материяллири пишшиқлап ишләш ширкәтлири асасән импортқа тайинип қалған болуп, хитай ширкәтлириниң йиллиқ қанунсиз яғач материяллири импорти 4 милярд долларға йәткән болуп, хитайниң бирма, лаус,камбоджа,тайланд, папуа йеңи гивинийиси қатарлиқ дөләтләрдин қанунсиз йоллар билән киргүзгән яғач материяллири бу районлардики ямғурлуқ район орман бәлвағлирини вәйран қилишқа йүзләндүргән.

Әнглийә б б с агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә дейилишичә, муһит қоғдаш оргининиң мәсули доерди ханим хитайдин, қанунсиз яғач материяллири содиси һәққидә хәлқараға җаваб бериш билән бирликтә, америка, явропа иттипақи һәм австралийә қатарлиқ дөләтләргә охшаш қаттиқ тәдбир қоллинип, яғач әткәсчиликигә зәрбә беришни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.