Җәнубий җуңго һәптилики пәйшәнбә күни қайтидин нәшр қилинишқа башлиди
2013.01.10
Җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң йеңи йиллиқ тәбрик мақалиси шу йәрлик тәшвиқат тармақлири тәрипидин рухсәтсизла өзгәртилип, әслидә ислаһат чақириқи қилинған мақалә компартийигә оқулған мәдһийигә айландуруп қоюлғандин кейин, гезитниң тәһри, мухбирлириниң қаттиқ наразилиқини қозғап, наразилиқ һәрикити башлиған иди. Кейин бу һәрикәтни қоллиғучиларниң сани ешип, хитайда наһайити аз көрүлидиған бир ахбарат әркинлики намайишиға айланған иди.
Әмма франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, гезитниң тәһрир вә мухбирлири йәрлик компартийә тәшвиқат даирилири билән келишим һасил қилип, улардин гезит елан қилиништин аввал униңдики мәзмунларни назарәт қилмаслиқ вә халиғанчә өзгәртмәслик һәққидә вәдә алғандин кейин иш орниға қайтқан вә пәйшәнбә күни ишқа киришкән.
Бүгүнки баш мақалидә, хитайдики интернет қолланғучилириниң наһайити тез көпийиватқанлиқини, хитайниң әмди җамаәт пикрини контрол қилиш усулини йеңилиши керәкликини әскәрткән вә “хитай лилла гәп қилидиған җанлиқ бир ахбаратчилиққа еһтияҗлиқ” дегән.
Бейҗиң ташқи мунасивәтләр университетиниң профессори мин җяң франсийә агентлиқиға қилған сөзидә җәнубий җуңго һәптилики гезитиниң бу намайишиға баһа берип “хитайда ахбаратчилиқиниң һөкүмәттин мустәқил болуши мумкин болмисиму, әмма бу һәрикәт униң контроллуқиға чәклимә қоюшта бир үлгә яритип бәрди” дегән.