Қәшқәрдики қурулуш идариси әмәлдари сүпәтсиз өйләр һәққидә зиярәт қилғучи мухбирни һақарәтлиди

Хитайниң шинҗаң хәвәрлири гезитиниң тор бетидин ашкарилинишичә, радио мухбири сүн җәнҗуң 9-май күни өзиниң блогида қәшқәр шәһәр қурулуши идарисиниң мәмури ишлар ишхана башлиқи хо мейни зиярәт қилиш җәрянида еғир һақарәткә учриғанлиқи һәққидики аваз лентисини елан қилғандин кейин, бу әмәлдарға мәмури чарә көрүлгән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.05.10

Мухбир сүн җәнҗуңниң билдүрүшичә, у қәшқәрдә йеңидин селинған олтурақ өйләрниң сүпитидә мәсилә көрүлгәнлики һәққидики учурларни тапшурувалғандин кейин, бу мәсилини тәкшүрүш үчүн қәшқәргә барған.

Сүпәтсиз селинған өйләрни көргәндин кейин, 4- май күни қәшқәр шәһәрлик қурулуш идарисиниң мәмури ишлар ишхана башлиқи хо мейни зиярәт қилип, униңдин сүпәтсиз өй қурулушиниң сәвәби һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилған.

Әмма мухбирниң соалидин ғәзәпләнгән хо мейи, мухбирни әпсанә тиллар билән һақарәтлигән һәм қоғдаш хадимлириға мухбирни идаридин қоғлап чиқириветиш һәққидә буйруқ қилған.

Мухбир сүн җәнҗуң өзиниң зиярәт җәрянида һақарәткә учриғанлиқи һәққидики вәқәни 4- май күни кечидә өз блогида елан қилғандин кейин, җәмийәттә күчлүк инкас қозғалған.

Әмма қәшқәр шәһәр қурулуш идариси вәқәгә һечқандақ инкас билдүрмигән.

Безиләр тор бетидә бу вәқәниң растлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, мухбир сүн җәнҗуң өз блогида қәшқәр шәһәр қурулуш идарисиниң әмәлдари хо мейниң өзини һақарәтлигән сөзлири елинған үн алғу лентисини 9-май күни әтигәндә ашкариливәткән.

Мәлум болушичә, үн алғу лентиси торда ашкариланғандин кейинла,қәшқәр шәһәр қурулуш идариси хо мейға мәмури җәһәттин чарә көрүлгәнликини мухбир сүн җән җуңға уқтуруп, униңдин кәчүрүм сориған. Хо мейму хотәнгә маңған мухбир сүн җәнҗуңдин телефонда әпу сориған.

Мәлум болушичә, хитай әмәлдарлиридики әхлақий өлчәм қариши үзлүксиз төвән болуп, илгири радиомиз мухбирлириму хитай әмәлдарлирини зиярәт қилиш җәрянида, уларниң қопаллиқ билән зиярәтни рәт қилишиға учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.