Қирғизистанда парламентқа кирәлмигән партийиләр сайлам нәтиҗисигә етираз билдүрди

Қирғизистанда 10 - өктәбир күни елип берилған парламент сайлимида парламентқа кирәлмигән партийиләр сайлам комитетиға илтимас сунуп, беләтниң қайта санилишини тәләп қилди.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.04

Анатолийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан сайлам комитетиниң башлиқи ақилбек сарийев бу һәқтә баянат бәргән болуп, мәлум болушичә, "замандаш" вә "һәқиқәт" партийилири сайлам комитетиға илтимас сунуп сайлам беләтлириниң қайтидин санилишини, "пүтүн қирғизистан партийиси" болса 10 - өктәбирдики сайламниң инавәтсиз қилинишини тәләп қилған.

Әмма сайламда парламентқа киришкә мувәппәқ болған 5 партийә болса сайлам нәтиҗисидин мәмнун болғанлиқини, сайламларниң демократик усулда елип берилғанлиқини, өзлириниң қирғизистанниң иқтисадини юқири көтүрүш үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Қирғизистанда елип берилған сайламда 5 партийә парламентқа киргән. Әмма һечбир партийә өз алдиға һөкүмәт тәшкиллигүдәк авазға еришәлмигән иди. Нөвәттә, мәзкур 5 партийиниң бирләшмә һөкүмәт тәшкиллиши күтүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.