Сабиқ қирғизистан президенти хәлқидин әпу сориди
2012.09.02
Азадлиқ радиосиниң торидики учурдин мәлум болушичә, сабиқ президент ақайеф, өзиниң 20 йиллиқ рәһбәрлик җәрянида пүтүн күчи вә билимини сәрп қилип, қирғизистанниң гүллиниши үчүн хизмәт қилған болсиму, лекин бу җәрянда бир қанчә хаталиқларни садир қилғанлиқини билдүрүп, буниң ичидә қурманбек бақийефни вәзипигә тәйинлигәнликиниң әң чоң хаталиқ болғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
Ақайеф қирғизлар җүмлидин қирғизистанлиқларни мустәқиллиқ күни билән тәбрикләш билән қирғизлар вә қирғизистанлиқларниң өзини кәчүрмишини сориған. У, йәнә 2005 - йли у өзиниң һакимийәтни тинчлиқ билән өткүзүп бәргәнлики, һечқандақ қан төкүлүш кәлтүрүп чиқармиғанлиқиниму әскәрткән.
Сабиқ президент әсқәр ақайеф һазир москавадики русийә иқтисад академийисигә профессорлуқ хизмити қиливатқанлиқи мәлум. Уни ағдуривәткән қурманбек бақийеф 2010 - йили охшашла роза отунбайева қатарлиқ өктичиләр тәрипидин ағдурулуп, беларусийигә қечип кетишкә мәҗбур болған иди,. Лекин, униң хәлқидин кәчүрүм сориғанлиқи намәлум.