Қирғизистанда 47 нәпәр уйғур тиҗарәтчи қирғиз сақчилириниң зораванлиқиға учриди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.06.22
2011.06.22
Қирғиз сақчилири сорақ давамида уйғур тиҗарәтчиләрни қанунсиз тиҗарәт қилиш боһтани билән тәһдит салған; әмма һечқандақ пакит көрсәтмигән.
Қирғиз сақчилириниң қәстән иш чиқириватқанлиқини байқиған уйғур тиҗарәтчиләр, сақчиларға 100 доллардин 500 долларға қәдәр пара бериш арқилиқ аваричиликтин қутулған.
Қирғиз сақчилири 11 нәпәр тиҗарәтчиниң паспортиға қара тамға бесип, уларниң 5 йилғичә қирғизистан чеграсидин киришини чәкливәткән; арқидин йәнә қара тамғини өчүрүшкә ярдәм қилидиғанлиқини билдүрүп, уйғур тиҗарәтчиләрдин йәнә пара тәләп қилған.
Бәзи тиҗарәтчиләр қирғизистандики хитай әлчиханисиға телефон қилип, қирғиз сақчилириниң йолсизлиқлирини мәлум қилған болсиму, хитай әлчиханисидикиләрниң һечқандақ һесдашлиқ яки һимайисигә еришәлмигән.