Уйғур елиниң алтай районидин 12 миң йиллиқ қияташ рәсимлири байқалған

Уйғур елиниң алтай районидин 12 миң йиллиқ қияташ рәсимлири байқалған. Һалбуки рәсимләрниң кимләр тәрипидин вә қайси орунда байқалғанлиқи һазирчә намәлум.
Мухбиримиз җүмә
2011.04.30

“улуғ ера” телевизийисидә хәвәр қилишичә, рәсимләрниң һәммиси рәңлик болуп, көпинчиси қизил гилда боялған икән.

Бу қияташ рәсимлиридә усул ойнаватқан әр- айлардин башқа, қой- кала, ат-төгиләр сүрәтләнгән икән.

Явропада яшайдиған бир уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчисиниң билдүрүшичә, бу хилдики қияташ рәсимлири алтай вилайитиниң чиңгил наһийиси тәвәсидиму көп учрайдиған болуп, бу мәзкур районлардики қәдимий милләтләрниң тарихи мәдәнийитини тәтқиқ қилишта муһим әһмийәткә игә икән.

Хитай һөкүмити уйғур елидин тепилған һәрқандақ бир тарихий ядикарлиқларни хитай сулалилиригә бағлап изаһлап, тарим вә алтай вадилирида яшиған уйғур қатарлиқ қәдимий милләтләрниң тарихий мәдәнийитини хунүкләштүрүшкә тиришип келиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.