Хитай уйғур ели " қош тил" маарипиға пәқәт бу йил ичидила 1 милярд 500 милйон йүән аҗратмақчи
2010.11.29
Шинхуа агентлиқида көрситишичә, мәзкур мәбләғ селиш пилани 27- ноябирдин 29- ноябирғичә үрүмчидә чақирилған " шинҗаң қош тил маарипи муһакимә йиғини" да оттуриға қоюлған.
Бу нөвәтлик муһакимә йиғиниға уйғур елидики 33 алий мәктәп, тәтқиқат орунлири вә 15 вилайәт-областтин кәлгән 160 вәкил қатнашқан.
Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидә " қош тил" да оқуватқан хитай болмиған оқуғучилар сани 2 милйон 369 миң 300 гә йәткән. Буларниң ичидә, башланғуч мәктәпкә кириштин илгирики " қош тил тәйярлиқ синиплири" да оқуватқан оқуғучилар сани 1 милйонға йеқинлашқан.
Хитай һөкүмити 2020 - йилиғичә "қош тил" маарипни пүткүл уйғур елигә омумлаштуруп болидиғанлиқини пилан қилған.
Мәзкур сиясәтниң уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң миллий кимликини хунүкләштүрүшкә қаритилғанлиқи илгири сүрүлгән.
Уйғур ели вә тибәтләр " қош тил" маарипи сияситини йолға қоюлған болса, хитайниң башқа җайлирида "ортақ тил" сиясити йүргүзүлгән иди.
Мәзкур сиясәтләр хитайниң һәрхил җайлирида охшашмиған қаршилиқларға дуч кәлгән.
Бу йил өктәбирниң ахири чиңхәй өлкисиниң тибәтләр районида йолға қоюлмақчи болған "қош тил" сияситигә қарши тибәт оқуғучилар намайиш қилған иди.