'Муһәббәтниң 10 шәрти' филиминиң тәйвәндә алдин қоюлмақчи болғанлиқи хитайни хапа қилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.09.20
2009.09.20
Тәйвәндә қозғалған бу бир қатар ғулғулилар нәтиҗисидә гавшюң шәһәрлик һөкүмити бу филимни алдинала 22 - сентәбир күни қойидиғанлиқини елан қилди. Тәйвән мәркизий агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, гавшиюңниң мәзкур қарари хитай дөләт ишлири кабинетиға тәвә тәйвән ишлири идарисиниң наразилиқини қозғиди.
Тәйвән ишлири идарисиниң баянатчиси гавшиюңниң бу қарариға қарши чиқип, бейҗиңниң нәччә вақиттин буян давамлаштуруп келиватқан рабийә қадирға қаратқан әйибләшлирини тәкрарлиди шуниңдәк гавшюң даирилирини бу арқилиқ икки қирғақ мунасивәтлиридә йәнә иш чиқармаслиққа дәвәт қилди.
Бу һәқтә бирләшмә агентлиқиму хәвәр тарқатқан болуп, тәйвән ишлири идарисиниң баянатчиси хитайниң бу филимниң қоюлушиға қәтий қарши туридиғанлиқини җакарлиған.
Японийә зияритидин қайтқан гавшюң шәһәр башлиқи бу мәсилә һәққидә тохтилип, гавшюң кино фестивалиниң мустәқил бир фестивал икәнлики, шәһәр һөкүмитиниң һәр қайси орунларниң филим қатнаштуруши вә мустәқил паалийәт қилишини һөрмәт қилидиғанлиқини, шуңа әсли пилан бойичә рабийә қадир һәққидики филимниң гавшюң филим фестивалиниң тәртипигә йәнила киргүзилидиғанлиқини тәкитлигән.