Русийиниң икки илғар күрәшчи айропилани һавада соқушуп кәтти

Русийә нөвәттә, дунядики әң илғар күрәшчи айропиланлардин һесаблинидиған су - 27 типлиқ айропиланларниң әң йеңи әвлад нусхилириға игә болуп, хитай, һиндистан қатарлиқ тәрәққи қиливатқан дөләтләр русийиниң бу хил илғар айрупиланлирини өз ичигә алған һәрбий - техникилирини сетивелип, өзлирини қоралландуриду.
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.16

Русийә сәйшәнбә күни өткүзмәкчи болған 2009 - йиллиқ авиатсийә һәрбий техникилирини көргәзмә қилиш паалийитигә тәйярлиқ қиливатқанда 16 - авғуст күни мәзкур көргәзмидә өз илғарлиқини намайән қилиш үчүн мәшқ қиливатқан икки данә су - 27 типлиқ күрәшчи айропилан москва шәһиригә йеқин һава бошлуқида бир - бири билән соқушуп кетип, партлап кәткән. Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, бир нәпәр учқучи өлгән.

Әнглийә б б с агентлиқиниң русийә һава армийә баянатчисиниң сөзидин нәқил кәлтүрүшичә, икки айропиландики үч учқучиниң иккиси парашот билән сәкрәшкә үлгүрүп сақ қалған болсиму, лекин йәнә бир нәпәр учқучи өлүп кәткән.

Айропилан йәрдики бир қисим өйләргә урулуп, бәш адәм яриланған. Русийә тәрәп бу һадисини айропиланларниң техника төвәнлики әмәс бәлки учқучиниң мәшғулатидики хаталиқ билән бағлап чүшәндүргән.

Русийиниң дөләт кириминиң хели көп қисиминиң илғар һәрбий қораллирини сетиш арқилиқ киридиғанлиқи мәлум, йеқинқи йиллардин буян сода бираз пәсийип қалғанлиқи үчүн русийә һөкүмити әң илғар қоралларни намайиш қилип, техиму көп херидар җәлп қилиш вә сода миқдарини ашурушни пиланлиған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.