Русийә намайишчилири путинни истипа беришкә чақирди
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.31
2010.01.31
Хәвәрләрдә ейтилишичә, намайишни русийә коммунистлар партийиси вә әркин демократлар партийиси тәшкиллигән болуп, мәзкур намайишқа йәнә москвадин башқа өктичи партийә рәһбәрлириму келип иштирак қилған.
Намайишчилар русийә һөкүмитиниң қатнашни өз ичигә алған бир қисим саһәләр бойичә баһани вә баҗни өстүргәнликигә наразилиқ билдүргән.
Виладимир путинни истипа беришкә чақиридиған намайиш алдинқи һәптиләрдиму йүз бәргән болуп, бу намайишни асаслиқи коммунистлар тәшкиллигән иди. Илгири русийә коммунистлири айрим намайиш тәшкиллигән болса, бу қетим уларниң сепиға әркин демократлар вә башқа өктичи партийиләрниңму қошулуватқанлиқи, бу партийиләрниң русийидә демократийиниң чекиниватқанлиқини тәнқид қиливатқанлиқи мәлум.
Путин илгири икки нөвәт президент болған болуп, нөвәттә униң баш министирлиқ вәзиписини атқуруш билән йәнила русийә һакимийитини тутуп туруватқанлиқи билдүрүлмәктә.