Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкиниң афған истратегийисигә һәмкарлашмақчи

Барак обама, өткән җүмә күни афғанистан мәсилисигә мунасивәтлик йеңи истратегийисини елан қилған иди. Америка авази радиосиниң сәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, обама афғанистанға қаратқан истратегийисидә вазиристандики әлқаидә вә талибанларни тармар қилидиғанлиқи һәмдә бу пиланниң әмәлгә ешишиға ярдәмдә болалайдиған әтраптики дөләтләр билән һәмкарлишиш үмидидә икәнликини оттуриға қойған күнниң өзидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт рәһбәрлири москвада мәхсус афғанистан мәсилиси һәққидә йиғин чақирған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.03.31

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу йиғиниға бирләшкән дөләтләр тәшкилати, шималий атлантик әһди тәшкилати вә иран қатарлиқ дөләтләр алий дәриҗилик әмәлдарлири қатнашқан. Хитай билән русийә асаслиқ рол ойнаватқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, афғанистан бихәтәрлики вәзийити мәсилисини һәл қилишта, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики, террорлуқ вә җинайәт гуруһлириға зәрбә берип арқилиқ ярдәмдә болидиғанлиқини билдүргән.

Хәлқаралиқ истратегийә тәтқиқатчилири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң афғанистан мәсилисини һәл қилишқа қатнишишида өз мәнпәәтлириниң асасий орунда туридиғанлиқини мулаһизә қилмақта.

Америка башчилиқидики шималий атлантик окян әһди тәшкилати әскәрлири афғанистанға киргәндин буян, хитай билән русийә қатарлиқ шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләр, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң өзлириниң әрапида һәрбий күчини зорайтиватқанлиқидин әндишә туюватқан болса, һалбуки шималий окян атлантик әһди тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қурулуш мәқситигә гуман билән қаримақта.

Әмәлийәттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, америка вә шәрқий яврупа вә оттура асияда кеңийишиниң алдини елиш мәқситидә қурулған.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәмкарлиқ рамкиси ичидә, мәзкур тәшкилатиға әза дөләтләр тәвәликидә уйғур паалийәтчилирини искәнҗигә алған вә бир қисим уйғур паалийәтчилириниң хитайға өткүзүлүп берилишидә рол ойниған.

Обама афғанистанда талибан вә әлқаидә күчлирини тармар қилиш үчүн 17 миң әскәр көпәйтиш һәққидә буйруқ чүшүрүп болди.

Шундақла йәнә бир қанчә ай ичидә төт миң әскәрни бөлүп әвәтиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.