Хитай шималий корийиниң ядро қораллар тәкшүрүшини қобул қилидиғанлиқини билдүрди
2010.12.21
Хитай баянатчиси җяң йү бүгүн баянат берип, хитайниң шималий корийиниң хәлқара җәмийәтниң ядро қораллар назаритини қобул қилишини тәшәббус қилидиғанлиқини билдүргән. Җяң йү сөзидә йәнә шималий корийиниң ядро қораллири мәсилисиниң америка, хитай, шималий корийә, җәнубий корийә, японийә һәм русийә қатарлиқ 6 дөләтниң ортақ сөһбити һәм тиришчанлиқи арқилиқ һәл болидиғанлиқини ипадилигән.
Башқа хәвәрләргә қариғанда, җәнубий корийә түнүгүн йәнпиң арилиға йеқин җайда һеқиқи зәмбирәк оқи етиш маневири елип барғандин кейин, шималий корийә тәрәп җәнубий корийиниң бу һәрикитигә қайтурма зәрбә бәрмәйдиғанлиқини билдүргән. Русийә тәрәп болса җәнубий корийиниң бу маневириниң корийә арили вәзийитини җиддийләштүрүветиши мумкинликини әскәртип, тәрәпләрни соғуққан болушқа чақирған иди.