Хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синипиниң оқуғучилири 27 миңға йәткүзүлмәкчи

Хитай өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синипини тунҗи қетим 2000-йили тәсис қилған вә шу йили 1000 нәпәр оқуғучи қобул қилған. Шуниңдин кейин һәр йили қобул қилидиған сани йилму-йил ешип, бу йилға кәлгәндә 8300 оқуғучи қобул қилиш пиланланған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.07.30

Бу пилан бойичә, шинҗаң толуқ оттура синипи тәсис қилған шәһәрләр 44 тин 45 кә, бу шәһәрләрдики омуми синип сани болса, 76 дин 85 кә йәткүзүлди; омуми оқуғучи сани болса 27 миңға йәткүзүлиду.

Бүгүн тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә, мәзкур синипларниң тезликтә кеңәйтилиши хитайниң уйғурларға қаратқан ғәмхорлуқ сияситиниң бир парчиси сүпитидә тонуштурулған. Әмма мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти алдинқи йили, ана тилини чәткә қаққан һәрқандақ бир маариптин уйғур хәлқиниң мутләқ көп қисминиң рази әмәсликини билдүргән. Мәлум болушичә, хитай һөкүмити мәзкур синипларни тәсис қилишта, уйғур әвладлириниң миллий еңини суслаштуруш арқилиқ уйғур елидики һакимийитини мустәһкәмләшни көзлимәктә.

Бәзи чәтәллик көзәткүчиләр, хитайниң бу нуқтида чотни хата соқуватқанлиқини билдүргән вә алҗирийини франсийә мустәмликисидин азад қилғанларниң ана тилида тәлим алғанлар әмәс, бәлки франсузчә тәлим алғанлар икәнликини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.