57 Дөләт б д т бихәтәрлик кеңишидин сүрийини хәлқара сотқа тапшурушни тәләп қилди

Бүгүн б д т дики 57 дөләт имза қоюп, б д т бихәтәрлик кеңишигә сүрийә мәсилиси һәққидә тәләп сунди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.14

Шветсарийә тәрипидин һазирланған бу тәләпнамидә, сүрийидә йүз бериватқан қирғинчилиқниң уруш җинайитигә, инсанийәткә қарши җинайәткә ятидиғанлиқи билдүрүп, сүрийә мәсилисиниң, хәлқара сот мәһкимисигә тапшурулуши вә мәзкур сот тәрипидин сүрийидики уруш җинайәтлири үстидин тәкшүрүш елип берилиши тәләп қилинған.

Мәлум болушичә, бу тәләпнамигә асаслиқи явропа дөләтлири, униңдин башқа австралийә, японийә, тинч окян вә африқидики бир қисим дөләтләр имза қойған; хитай билән русийә мәзкур тәләпнамигә имза қоюшни рәт қойған.

Ройтирисниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, тәләпнамә бихәтәрлик кеңишигә сунулған болсиму, техи музакирә басқучиға кәлмигән. Шветсарийә ташқи ишлар министири бүгүн бу һәқтики сөзидә, хитай билән русийиниң сүрийә мәсилисидә узундин буян кашила пәйда қиливатқанлиқини тилға елип, бу икки дөләтни адаләт үчүн товланған бу чақириққа қулақ селишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.