Сүрийә, америка қатарлиқ 5 дөләтни террорлуқни қоллиди дәп әйиблиди

Нөвәттә б д т омуми йиғиниға қатнишиватқан сүрийә ташқи ишлар министири валид муәллим бүгүнки сөзидә, америка, франсийә, қатар, сәуди әрәбистан вә түркийә қатарлиқ бәш дөләтни “сүрийиниң ичидики террорчиларни қутратти вә қоллиди” дәп әйиблигән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.10.01

Муәллим сөзидә, мәзкур дөләтләрниң сүрийидики аталмиш террорчиларға қорал вә иқтисад җәһәттин ярдәм қиливатқанлиқини вә бу арқилиқ сүрийидики бәшар әсад һөкүмитини ағдурувәтмәкчи болуватқанлиқини баян қилған. Буниңдин аввал б д т баш катипи бан кимун сүрийә һөкүмитини зораванлиқтин ваз кәчтүрүш үчүн, өз хәлқигә рәһимсизлик қилмаслиққа чақирған иди. Сүрийә ташқи ишлар министири юқириқи сөзлиридин кейин б д т баш катипи бан кимун биләнму көрүшкән.

Сүрийә хәлқи әрәб баһариниң тәсиридә намайиш өткүзүп бәшар әсад һөкүмитини тәхттин чүшүшкә чақирған. Бәшар әсад болса, хәлқниң бу демократик тәлипигә қорал арқилиқ җаваб қайтуруп кәлмәктә вә өзигә қарши өктичи күчләрни террорлуқ билән, өктичи күчләрни қоллиғанларни террорлуқни қоллаш билән әйибләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.