Таҗикистан 1158 квадрат километир земинини хитайға өткүзүп бәрди
Мухбиримиз үмидвар
2011.10.02
2011.10.02
Йеқинда таҗикистан билән хитай тәрәп арисида бу земинларни өткүзүвелиш вә чегрини қайтидин бекитиш мурасими өткүзүлүп, хитай 1158 квадрат километир земинни рәсмий түрдә өткүзүвалған.
Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу техи таҗикистан хитайға беридиған земинләрниң аз бир қисми икән.
Таҗикистан билән хитай арисидики бу келишим узун мәзгиллик чегра мәсилисиниң һәл қилиниши болуп, хитай совет иттипақидин алалмиған бу җайларни аҗиз мустәқил таҗикистандин алған. Бу мәсилә таҗикистандики өктичи күчләр вә амма арисида наразилиқ һәм муназириләргә сәвәб болған.