Тайланд билән камбоджа арисидики чегра тоқунуши үчинчи күнгә қәдәм қойди

Тайланд билән камбоджа арисидики чеграда үч күнниң алдида тоқунуш йүз бәргән болуп, арилиқта тоқунуш тохтиғандин кейин йәкшәнбә күни йәнә бир қетим етишиш йүз бәргән.
Мухбиримиз әмидвар
2011.02.06

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күнидики тоқунуш җәрянида тайланд армийисиниң атқан топ оқлири камбоджаға мәнсуп 11- әсиргә тәвә бир будда ибадәтханисиниң ян темини өрүвәткән. Бу ибадәтхана бдт тәрипидин қоғдилидиған қәдимий мираслар тизимликигә киргүзүлгән икән.

Камбоджа билән тайланд арисидики талаш-тартиш үстидики чегра нуқтилирини талишиштин келип чиққан бу җәңләрдә бәш киши өлгән. Буниңдин илгири тайланд баш министири баянат елан қилип, тайландниң өз игилик һоқуқини қоғдаш үчүн уни қоғдаш чарилирини қоллинидиғанлиқини җакарлиған иди.

Тайландтики қизил майкилиқларниң наразилиқ һәрикәтлири изчил давамлишип, тайланд һөкүмити қаттиқ бесимларға дуч келиватқанда йүз бәргән бу тоқунушниң өктичиләргә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи техи ениқ әмәс. Тоқунуш үчинчи күнгә киргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.