“қазақистан президенти нурсултан назарбайифниң тәхтини күйоғли тимур қулибайеф игилиши мумкин”
2011.07.25
Темур қулибайеф, назаирбайефниң оттуранчи қизи динараниң йолдиши шундақла қазақистан иқтисадиниң 90% ини иликидә тутуп туруватқан самруқ-қазна ширкитиниң хоҗайини.
Бундин бурун жуналистлар, назарбайефнниң тәхтини қулибайефниң игиләйдиғанлиқи һәққидә көп қетим пәрәзлирини оттуриға қойған, бу қетимқиси тунҗи қетим назарбайефниң әң йеқин кишилири тәрипидин оттуриға қоюлушидур.
Назарбайеф йеқиндин бери қазақистанниң сиясәт сорунлиридин уштумтут ғайиб болған. Германийә мәтбуатлири униң нөвәттә германийидики бир дохтурханида давалиниватқанлиқини ашкарилиған.
Нурсултан назарбайеф дәври қазақистанда уйғур миллий һәрикәтлиригә бир қатар чәклимиләрни қойған вә әршидин исраилға охшаш бирқанчә муһим сиясий панаһланғучиларни хитайға қайтуруп бериш арқилиқ уйғур мәсислидә хитайға янтаяқ болған иди.
Нөвәттә уйғур паалийәтчилири оттура асия җумһурийәтлиридики совет қалдуқи әмәлдарлар вәзиписидин айрилса, йеңи әвлад рәһбәрлик қатлиминиң уйғур мәсилисидә әҗдадлириға нисбәтән инсаний позитсийидә туралайдиғанлиқини үмид қилишмақта.