Тәйвән даирилири пуқралириға уйғур райониға саяһәткә бармаслиқни тәвсийә қилди
2011.08.04
У, “террорлуқ һәрикәтлириниң аз бир қисим кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқи, униң һәммә хәлқниң ирадиси вә районниң омумйүзлүк вәзийитигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқи” ни илгири сүргән.
Һалбуки, бүгүн тәйвән даирилири алаһидә уқтуруш чиқирип, тәйвәнликләргә уйғур райониға саяһәткә бармаслиқни тәвсийә қилған. Уқтурушта, уйғур районидики һуҗум һәрикәтлириниң сақчилардин һалқип, авам хәлққә һуҗум қилишқа қарап өткәнлики, вәқәниң көлими кичик болсиму, әмма, пәйда қилған вәһимисиниң интайин чоңлуқи әскәртилгән.
Хитай даирилири уйғур елиниң хотән вә қәшқәр вилайәтлиридә арқа-арқидин йүз бәргән вәқәләрни “террорлуқ” билән әйибләп, униң пәқәт “аз бир учум кишиләрла пәйда қилған вәқә” икәнлики,“вәқәдин кейин райондики вәзийәтниң дәрһал нормаллишип, хәлқ кәйпиятиниң әслигә кәлгәнлики” ни тәшвиқ қиливатқан болсиму, игиләнгән учурлардин қәшқәр вә хотәндики вәзийәтниң һелиһәм җиддийлики мәлум.