Тор бихәтәрлики ширкити хитай торбузарлириниң “тор җасуслуқ” һәрикити елип барғанлиқини билдүрди

Японийидики тор бихәтәрлики ширкити : трәнд микро җүмә күни доклат елан қилип, хитай торбузарлириниң һиндистан, японийиләргә қаритилған “тор җасуслуқ” һәрикити елип барғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.03.31

Доклатта оттуриға қоюшичә, бу тор җасуслуқи абонтларниң кимлики вә банка һесабатлирини оғрилашқа қариғанда, енергийә ширкәтлиригә тәвә кан - қудуқлар, хам әшя тошушқа даир учурлар вә авиатсийә техникисини оғурилашқа бәкрәк мәркәзләшкән икән.

Булар йәнә, һәрбий мәхпийәтлик оғрилаш, тибәт паалийәтчилириниң һәрикәтлирини көзитиш қатарлиқларниму өз ичигә алидикән.

Бәзи хәвәрләрдә бу торбузарларниң арисидики бир торбузарниң илгири японийидә оқуғанлиқи, униң нөвәттә хитайниң “теңшүн” йәнә) QQ) ширкитидә ишләйдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Трәнд микро бу һәқтики соалларға җаваб беришни рәт қилған болсиму, һуҗум характериниң һөкүмәт уюштурған һуҗумларға охшайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.