Адвокат нури түркәл әпәнди вал стирт журнилида әрдоғанниң уйғур елигә қилған зиярити һәққидә мақалә елан қилди
2012.04.20
У мулаһизисидә, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң уйғур елигә қилған зияритиниң уйғурлар үчүн тарихи әһмийәткә игә икәнликини билдүрүп, буни түркийә һөкүмитиниң сиясий утуқлириниң бири, дәп көрсәтти.
Нури түркәл әпәндиниң ейтишичә, әрдоған һөкүмити наһайити устилиқ билән сиясәт қоллинип, хитай билән болған дипломатик алақилирини һәм өз дөлитигә, һәм қериндаш уйғур хәлқигә пайда елип келидиған бир вәзийәткә айландурған. Униң ейтишичә, әрдоған 5-июл вәқәси мәзгилидә хитайни қаттиқ әйиблигән болсиму, райондики муһим дөләт болған түркийиниң позитсийиси хитайни чөчүткән вә түркийә арзу қилип кәлгән иқтисадий келишимләрни түзүшкә мақул болған.
У, түркийиниң үрүмчидә иқтисад базиси қуруш, мәһмут қәшқири мәқбәрисини йеңилаш қурулушини қилиш вә уйғур диний затларни тәрбийиләшкә охшаш уйғурларға биваситә мунасивәтлик бир қанчә келишим һасил қилишини уйғурларға мунасивәтлик әмәлий нәтиҗә, дегән.
Нури түркәл әпәнди әрдоған һөкүмитиниң юқиридики усулиниң, хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилисигә йеқинлишишта башқа демократик әлләргиму яхши бир үлгә болалайдиғанлиқини әскәртип: “бу кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишлитип турупму, охшашла униң билән тиҗарәт қилғили болидиғанлиқини көрситип беридиған яхши бир өрнәк” дегән.