Уйғур елидә 2 милярд тонна төмүр рудиси записи бар икән
Мухбиримиз җүмә
2010.06.28
2010.06.28
Мәлум болушичә, уйғур елидә нөвәттә 500 милйон тонна төмүр записи дәсләптә байқалған. Бу томур запаслири җәнубий тәңритеғи етикигә җайлашқан авулалә томур рудиси бәлвеғидики 3 орундин тепилған. Мәзкур томур записи бәлвеғиниң омумий көлими 6 миң квадрат километирға йетидикән.
Мәлум болушичә, уйғур елидики геологийилик тәкшүрүш идариси 2007 - йилдин буян 29 милйон доллар мәбләғ селип төмүр рудиси қидирип тәкшүрүшни башлиған икән.
Уйғур елидә зор миқдарда көмүр, тәбиий газ вә нефит записи бар. Хитай нөвәттә уйғур елидә "ғәрбниң газини шәрққә йөткәш", "ғәрбниң көмүрини шәрққә йөткәш" қурулушлирини йолға қойған вә мәзкур байлиқларни хитай өлкилиригә тиз сүрәттә тошушқа башлиған иди.