Хитай мәркизий һөкүмити уйғур елидики муһаҗирлар хизмитини тәкшүрди
2012.07.22
Тәңри тағ ториниң бу һәқтики учурида көрситилишичә, йиғинға уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң муавин мудири мәмтимин әйса риясәтчилик қилған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири уйғур елини ғәрбий шималдики асаслиқ муһаҗирлар юрти дәп һесаблаш билән биргә һазир чәт ‘әлләрдә уйғур елидин чиқип кәткән хитай муһаҗирлири вә хитайларниң бир милйондин ашидиғанлиқи, бу санниң 90%тин артуқрақиниң аз санлиқ милләтләр икәнликини бекиткән.
Ейтилишичә, буларниң мутләқ көп қисими қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ оттура асия дөләтлири, пакистан, сәуди әрәбистан, түркийә, һиндистан вә ғәрбий җәнубий асия дөләтлиригә тарқалған. Хәвәрдә йәнә, ғәрб дөләтлиридин “германийә, австралийә, америка вә канада қатарлиқ әлләрдиму шинҗаңлиқ җуңго муһаҗирлири вә җуңголуқлар бар” дәп баян қилинған.
Бирақ, хәвәрдә 90% тин артуқ аз санлиқ милләт хитай муһаҗириниң қачандин буян чәтәлдә яшаватқанлиқи ениқ көрситилмигән болуп, бәзи мәнбәләрдә буниңдин икки әсиргә йеқин вақит илгири оттура асияда йәрләшкән уйғурларниңму һәтта өткән әсирниң 50 - 60 - йиллирида чиқип кәткәнләрниңму бүгүнки күнләрдә хитай муһаҗири һесаблинидиғанлиқи көрситилгән. Әмма, оттура асиядики бу уйғурларниң аллиқачан өзлирини әшу йәрниң пуқралири һесаблап болғанлиқи мәлум, бу хәвәрдин мәлум болушичә, америка, канада, германийә, австралийә, түркийә қатарлиқ әлләргә йәрлишип болған уйғурларму охшашла хитай муһаҗири категорийисигә киргүзүлгән.