Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати хитай һөкүмитидин уйғурларниң әһвалини яхшилашни тәләп қилди
2012.06.29
Уйғур кишилик һоқуқ программиси 27-июн елан қилған доклатида, хитайниң “шинҗаң тәрәққият пилани” тәнқид қилинип, уйғурларниң әһвали илгириләп еғирлашқанлиқини, уларниң өй макани чеқилип, илгириләп йәкләшкә учриғанлиқи, тәрәққият сияситини түзүш, қарар қилиш ишлириға қатнаштурулмиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилатиниң баш катипи марино бостачин алдинқи күни елан қилинған баянатта әскәртип: шәрқий түркистандики уйғур хәлқи күндилик турмушиниң һәр бир саһәсидә васитилик вә биваситә кәмситишкә учраватиду. Гәрчә хитай қануни кәмситишни чәклисиму, бирақ даириләр буни иҗра қилмайду. Буниң нәтиҗисидә улар давамлиқ чәткә қеқилип, хитайниң иқтисадий гүллинишидин бәһримән болуштин мәһрум қалди, дегән.
Баянатта йәнә, явропа парламентиниң уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә уйғурларниң күнсери яманлишип кетиватқан вәзийитигә давамлиқ диққәт қилиш һәққидики қарари, уйғур кишилик һоқуқ доклатида оттуриға қоюлған вәзийәтни яхшилаш тоғрисидики тәклип пикирләрни күчлүк қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң 37 бәтлик доклатида, ишсизлиқниң уйғурларда йәнила наһайити еғирлиқи, елан-сәнәтләрдә уйғурларниң ашкара кәмситидиғанлиқи оттуриға қоюлуп, бу әһвалларға дәрһал хатимә бериш тәләп қилинған иди.