Хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң берма армийиси баш қомандани билән көрүшти
2011.11.28
Мәлум болушичә, ши җинпиң сөһбәт давамида хитайниң берма билән мунасивитини буниңдин кейин техиму көчәйтидиғанлиқини билдүргән вә бермини оттурида сақланған мәсилиләргә тездин чарә тепишқа илһамландурған. Әмма мәсилини конкрет тилға алмиған. Өткән айларда, хитайниң 13 парахот хадими мекоң дәрясида әткәсчиләрниң һуҗумида өлгән. Берма йәнә йеқинда бермида хитай елип бериватқан су еликтир қурулушини уштумтут тохтитип хитай ширкәтлиригә еғир иқтисиадий зиян хәвпи шәклилләндүргән вә бу хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғиған иди. Берма һөкүмитиниң йеқиндин бериқи бир түркүм сиясий мәһбусларни қоюп бериш қатарлиқ демократик ислаһат қәдәмлири вә йеқинда америка башчилиқида өткүзүлгән асия - тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғини америка билән берма арисида 50 йилдин бери тоңлап турған дипломатик мунасвитиниң юмшишиға сәвәб болған. Әтә йәни сәйшәнбә күни килинтон ханим бермида зиярәттә болиду. Берма вәзийитини көзәткүчиләр, нөвәттә америка билән хитайниң бермидики тәсир күчини ашуруш җәһәттә риқабәтлишиватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.