Хитай һөкүмити тйәнәнмен вәқәсидики хаталиқини етирап қилишни рәт қилди

Сабиқ хитай рәиси җав зияңниң әслимиси" дөләт мәһбуси" торида сетилишқа башлиған болуп, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики соалларға җаваб бериштин өзини қачурупла қалмастин 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәсини қанлиқ бастуруштәк хаталиқини етирап қилмиди.
Мухбиримиз җүмә
2009.05.19

Хитай коммунистлири 1989 - йилидики оқуғучилар демократик һәрикитиниң " әксилинқилабий һәрикәт" икәнликини вә қорал күчи ишлитип бастуруш қилмишиниң тоғра болғанлиқини билдүрүп келиватқан болуп, 19 - май сәйшәнбә күни, хитай баянатчиси ма җавшү йәнә хитай һөкүмитиниң юқири мәйданини өзгәртмәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Хитай һөкүмити 1989 - йили майда қозғалған тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитини 3 - 4 - июн күнлири һәрбий күч ишлитип қанлиқ бастурған вә йүзлигән бигунаһ оқуғучиларни өлтүргән иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.