Хитай даирилири йәнә 40 адәмниң тизимликини елан қилди
Мухбиримиз әркин
2009.07.31
2009.07.31
Хитай даирилири алдинқи күни 253 адәмниң қолға елинғанлиқини елан қилип, бу кишиләрниң "үрумчи вәқәси" гә қатнашқанлиқини илгири сүргән иди. Шуниңдин бир күн кейин арисида икки аялни өз ичигә алған 14 нәпәр уйғур билән бир хитай үстидин тутуш буйруқи чиқарған.
Хитай тутуш буйруқи чиқарған бу 14 нәпәр уйғурниң тизимлики вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдә җиддий гуман қозғап, тизимликтики бәзи кишиләрниң тутуш буйруқи чиқирилиштин икки һәптә бурун қолға елинғанлиқини, бу әһвал хитай тутуш буйруқи чиқарған кишиләрниң ақивитигә нисбәтән шөбһә пәйда қилидиғанлиқини тәкитлимәктә.
Хитай даирилири җүмә күни вәқәдә қолға елинған уйғурлардин бир түркүм кишиләрни сотлаш ишиниң 8 - айниң оттурлирида башлинидиғанлиқини билдүргән.