Хитай америкиниң кишилик һоқуқ тәнқидини рәт қилди

Хитай һөкүмити җүмә күни америкиниң бейҗиңда ечилған кишилик һоқуқ диалоги ахирлашқан күни сөһбәт елан қилип, хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң “еғир дәриҗидә арқиға чекингәнлик” тәнқидигә инкас қайтурди.
Мухбиримиз әркин
2011.04.29

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң шинхуа ахбарат агентлиқи арқилиқ елан қилған баянатида, хитай хәлқиниң кишилик һоқуқ һәққидә сөзләшкә әң лаяқәтлик хәлқ икәнликини әскәртип, хитай өктичи зат вә сәнәтчи әй вейвейниң тутқун қилинишини ақлиди.

Бейҗиңдики икки күнлүк диалогниң америка тәрәп сөһбәт йетәкчиси майк познер пәйшәнбә күни хитайниң өктичи вә кишилик һоқуқ адвокатлирини бастурушидин “қаттиқ әндишә” қиливатқанлиқини билдүргән.

Шундақла хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң “еғир дәриҗидә арқиға чекингәнлики” ни тәнқид қилған иди. Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики баянатида әскәртип, “җуңгониң кишилик һоқуқ вәзийитини сөзләшкә җуңго хәлқи әң лаяқәтлик. Җуңго әдлийә органлири делоларни қанун бойичә бир тәрәп қилишни давамлаштуриду” дегән.

Хитайниң баянатида әскәртилишичә, җуңго тәрәп “кишилик һоқуқ диалоги пәқәт тәң-баравәрлик, өз-ара һөрмәт қилиш роһи бойичә елип берилғандила иҗабий илгириләшкә еришиду” дәп қарайдикән.

Хитай тәрәпниң баянатида йәнә, икки тәрәпниң “б д т дики кишилик һоқуқ һәмкарлиқи, қанунниң роли, пикир әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә кәң даирилик пикир алмаштурғанлиқи” ни билдүргән болсиму, лекин йиғинда америка тәрәп оттуриға қойған әй вейвейниң қолға елиниши қатарлиқ конкрет делоларни тилға алмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.