Хитай белорусийиниң уйғур мәсилидә хитайни қоллап кәлгәнликигә рәһмәт ейтиши йүзисидин белорусийигә 1 милярд доллар қәрз беридиғанлиқини билдүргән
Мухбиримиз җүмә
2011.09.17
2011.09.17
“риановости” торида 17-сентәбир хәвәр қилишичә, бу вәдиләрни белорусийидә зиярәттә болуватқан хитай хәлқ қурултийи рәиси ву баңго бәргән.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: хитайниң тәйвән, тибәт, шинҗаң вә кишилик һоқуқ мәсилисидә белорусийиниң қоллишиға еришкәнликидин миннәтдар икәнликини билдүргән ву, хитайниң белорусийини даим қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Явропада иқтисадий кризис йүз бәргәндин кейин, хитай өзиниң ташқи перевот записини козир қилип, бир қисим әлләрниң хитайға майиллиқини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқи мәлум.
Ву баңго белорусийә президенти александир лукашенков биләнму көрүшидикән. Уларниң уйғурларға мунасивәтлик қайси темиларда сөзләшкәнлики һазирчә намәлум.