Хитай тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң лидерлирини һелиһәм җазалимақта
Мухбиримиз ирадә
2010.01.21
2010.01.21
Сичуәндә сотланған җу юңҗүн хитай даирилири тәрипидин "башқиларниң пулини өзиниң һесабиға өткүзүвелиш" җинайити билән әйибләнгән. Әмма униң сәпдашлири буни қәтий рәт қилип, буниң пәқәт хитай һөкүмитиниң демократчилардин өч елиш үчүн ойдуруп чиқарған оюни икәнликини илгири сүргән иди.
Җу юңҗүн оқуғучилар һәрикити қанлиқ бастурулғандин кейин америкиға қечип кетип, узун йиллардин бери америкида йешил карт билән турған, бирақ америка паспортини техи қолға алмиған. Җу юңҗүн 2008 - йили яшинип қалған ата - анисини көрүвелиш үчүн башқа бир паспорт билән хоңкоң арқилиқ хитайға кирмәкчи болғанда, хоңкоң даирилири тәрипидин қолға елинип хитайға тапшуруп берилгән.
Вәқә йүз бәргәндин кейин, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хоңкоңниң бу һәрикитигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, хоңкоңни өз қанунлирини дәпсәндә қилиш билән әйиблигән иди.