2011-Йили хитай әмәлдар, байлири вә зиялийлиридин 150 миң киши чәтәлләргә көчмән болуп олтурақлашқан
2012.12.18
Материяллардин мәлум болушичә, 2010-йилғичә чәтәлләрдә көчмән болуп олтурақлашқан хитай пуқралириниң сани 45 милйонға йәткән. Хитайниң җуңго банкисиниң 2012-йили 3-айда тарқатқан “2011-йиллиқ хитайдики шәхси мүлүкни башқуруш ақ ташлиқ китаби” дики санлиқ мәлуматларда хитай байлириниң 14% ниң башқа дөләтләргә көчмән болуп олтурақлашқанлиқи яки көчмән болуш рәсмийәтлирини беҗириватқанлиқи баян қилинип, йәнә 46% байниң чәтәлләрдә олтурақлишишни ойлишиватқанлиқи баян қилинған.
Гәрчә йеқинқи йиллардин буянқи муназириләрдә, чәтәлләрдә олтурақлишиватқан хитай байлири арисида парихор хитай әмәлдарлири вә уларниң уруқ-туғқанлириниң барғанчә көпийиватқанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма хитай байлириниң вә юқири мәлуматлиқ хитай зиялийлириниң түркүм-түркүмләп чәтәлләрдә олтурақлишиш йолини талливелиши, уларниң хитайдики иҗтимаий вә тәбиий шараитқа болған ишәнчиниң йоқилишидин болуватқанлиқи тәкитләнмәктә.
Мустәқил қәләмкәшләр җәмийитиниң әзаси, германийидә олтурақлашқан лю ханим америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип, “хитай байлири вә юқири мәлуматлиқ зиялийлириниң ғәрб дөләтлиридә олтурақлишишни таллишидики муһим сәвәбләрниң бири, байлар хитайда өзиниң шәхси мүлкини сақлап қелишқа ишәнч қилалмиған болса, хитай зиялийлири хитайда барғанчә боғулуватқан демократийә әркинликини издәп ғәрб дөләтлиридә олтурақлашмақта” дегән.