Хитайниң һәрбий парат баянатчиси 'алдимиздики паратта көрситилидиған қоралларниң һәммисини өзимиз иҗад қилған' дәп җакарлиди

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайниң һәрбий парат баянатчиси вә қошумчә парат командири гуо җәнго бүгүн 'җоңго дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқи тәбриклинидиған биринчи өктәбир күнидики һәрбий паратта көрситилидиған йеңи типтики қоралларниң һәммисини пүтүнләй өзимиз иҗад қилған, буларниң һәммиси техи дуня көрүп бақмиған қораллар' дәп җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2009.09.23

У йәнә учур васитилириға, 56 милләтниң әскири қатнашқан бу қетимқи һәйвәтлик паратта, мушу йеңи типтики қоралларниң 90% ни силәргә әйнән көрситимиз, дәп вәдә бәрди.

Хәвәрдә баян қилишичә, хитайниң 2009‏ - йиллиқ һәрбий хираҗити өткән йилдики 6 милярд 900 милйон америка доллиридин 15% көпәйтилгән иди. Хитайниң һәрбий парат баянатчиси бүгүнки баянатида йәнә 'җоңго хәлқ азадлиқ армийиси һазир заманивийлашти, җоңго мушу күч билән дуняда узунға созулған тинч, ават вә инақ җәмийәт бәрпа қилиду' дәп җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.