Австралийә рабийә қадир ханимниң 'террорчи' әмәсликини көрсәткән
Мухбиримиз җүмә
2009.08.01
2009.08.01
Австралийә һөкүмити уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рәһбири рабийә қадир ханимниң австралийигә келип, мелбурн хәлқара кино фестивалға қатнишиш илтимасини қобул қилған вә униңға виза бәргән иди.
Франсийә агентлиқида хәвәр қилинишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи австралийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси җәоф рабий әпәндини чақиртип, австралийиниң рабийә қадир ханимға виза бәргәнликигә етираз билдүргән.
Хитай муавин ташқи ишлар министири җаң җиҗүн, австралийә әлчиси җәоф рабйға рабийә қадир ханимниң бөлгүнчи тәшкилат - дуня уйғур қурултийиниң рәиси икәнликни, шуңа австралийиниң униңға виза бәргәнликигә қаттиқ қарши туридиғанлиқини билдүргән.
Австралийә даирилири рабийә қадир ханимниң "террорчи" әмәсликини, шуңа униңға виза бәрмәсликкә башқа сәвәб йоқлуқини көрсәткән.
Хәвәрдә көрситилишичә, рабийә қадир ханимниң австралийә зияритигә виза берилгәнликини дәлиллигән австралийә ташқи ишлар министири стифин смис, рабийә қадир ханимниң келәр һәптә австралийидә өзи һәққидә ишләнгән һаҗәтлик филимниң тарқитилиш мурасимға қатнишидиғанлиқини һәмдә австралийидики уйғур җамаити билән учришидиғанлиқини билдүргән.
Рабийә ханим 11 - авғуст мелбурнда "муһәббәтниң он шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филимниң тарқитилиш мурасимиға қатнишиду.