Хитай билән русийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийини тәнқид қилиш қарарини мақуллишиға тосқунлуқ қилди
2011.04.29
Хитай билән русийә хәвпсизлик кеңишиниң қарарлирини рәт қилиш һоқуқиға игә болуп, улар йиғинда кеңәшниң сүрийини тәнқид қилиш қарари мақуллишиға қарши туридиғанлиқини билдүргән.
Хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә вәзийитигә мунасивәтлик җүмә күнки пәвқуладдә йиғини бәзи явропа дөләтлириниң вә шундақла америка, японийә, җәнубий корийә қатарлиқ әлләрниң тәклипигә бинаән чақирған. Хитай, сүрийиниң мәсилини диалог арқилиқ һәл қилиши керәкликини тәкитлигән.
Америка тәрипидин оттуриға қоюлған қарар лайиһисидә сүрийә даирилириниң намайишчиларни қирғин қилғанлиқи, тутқун қилғанлиқи вә кәмситкәнлики тәнқид қилинип қалмай, йәнә, хәлқара тәкшүрүш өмики әвәтип, сүрийә һөкүмитиниң зораванлиқини тәкшүрүш тәләп қилинған иди.
Хәлқара ахбарат васитилириниң җүмә күнки хәвәрлиридә баян қилишичә, шу күни сүрийиниң дара, дәмәшқ қатарлиқ шәһәрлиридә хәлқ аммиси җүмә намизидин кейин намайиш қилип, бәшер әсәдниң тәхттин чүшүшини тәләп қилған. Лекин сүрийә һөкүмити һәрбий қисимларни ишқа селип намайишчиларни бастурған.
Хәвәрләрдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлумати нәқил кәлтүрүлүп, шу күни 42 адәм өлгәнлики, лекин өлгән адәм саниниң йәнә көпийиш еһтимали барлиқи илгири сүрүлгән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири сүрийидә хәлқ намайиши партлиғандин буян өлгән адәм сани 400 дин ашидиғанлиқини билдүрмәктә.