Хитай дөләт командисиниң сабиқ дохтури хитай тәнтәрбийичилиригә роһландуруш дориси қолланғанлиқини паш қилди
Униң ашкарилишичә, даириләр “илмий бәдән чениқтуруш” ниң бир қисми сүпитидә гимнастикичиларға “рәсмән стероид” дәп атилидиған роһландурғучи вә адәм бәдинини күчләндүридиған гормон берип кәлгән.
Шө йиншйән “сидней сәһәр почтиси” гә ашкарилиған учурида йәнә “уни ишлишиниң 1980-йилларда әвҗигә чиққанлиқи”, бирақ тәнтәрбийичиләрниң өзигә қандақ окул урулуватқанлиқидин хәвири йоқлуқини, буниңға қарши турған теббий хадимларниң чәткә қеқилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай тәнтәрбийичилириниң роһландурғучи гормон ишлитидиғанлиқи йеңилиқ болмисиму, бирақ бу хитай тәнтәрбийә сепидики бир хадимниң тунҗи қетим хитайниң роһландурғучи гормон ишлитидиғанлиқини паш қилиши. Мәзкур вәқәниң дәл лондон олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасими күни ашкарилиниши диққәт қозғиди.
Хитай 1994-йили дуня су үзүш мусабиқисидә 12 алтун медалға еришип, күтүлмигән нәтиҗә яратқан. Бирақ бу униң роһландурғучи гормон қолланған болуши мумкинлики һәққидә кәң гуман пәйда қилған иди. Шу йили хирошима асия тәнтәрбийә мусабиқисидә униң 7 нәпәр су үзүш маһириниң роһландурғучи қолланғанлиқи ашкариланған. Хитай шуниңдин буян өзиниң бу хил һәрикәтләрдин қолини үзгәнликини илгири сүрүп кәлгән иди.