Бу йил йәнә 10 миң хитай алий мәктәп оқуғучиси уйғур вә тибәт районлирида ишқа орунлаштурулмақчи
2011.04.21
Бу пилан сәйшәнбә күни бейҗиңда ечилған “пидаийларни ғәрбий районда хизмәт қилишқа сәпәрвәр қилиш хизмәт йиғини” да оттуриға қоюлған.
Хитай хәлқара радиосидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити хитай яшлирини ғәрбий районда хизмәт қилишқа қизиқтуруш үчүн уларға дөләттин берилидиған ярдәмниң миқдарини өстүрүп, шараитлирини яхшилайдикән.
“пидаийлар” дәп аталған бу хитай яшлири уйғур вә тибәт районида асасий маарип, йеза игилик техникиси, сәһийә саһәлиридә хизмәт қилидикән. Уйғур районида ишқа орунлаштурулидиған хитай яшлирини тизимлаш хизмити 19-апрел күни рәсмий башланған.
Хитай даирилири илгири йиллардиму охшаш усулда уйғур райониға нурғун хитай көчмән йөткигән иди.
Уйғур районида алий мәктәп пүттүргән яшлар иш тапалмай ишсиз қеливатқан шундақла “қайта тәрбийилиниш” үчүн хитай өлкилиригә әвәтиливатқан шараитта хитай көчмәнлириниң һәрхил нам астида уйғур районида ишқа орунлаштурулуши райондики миллий зиддийәтни күчәйтиватқан муһим амилларниң бири иди.
Әмма хитай даирилири 5-июл вәқәсидин кейин мәзкур сияситини техиму илгирилигән һалда елип бармақта. Хитайниң соху тор бетиниң хәвәр қилишичә, 20-апрел күни һәрқайси алий билим юртлирини пүттүргән 100дин артуқ тоқсунлуқ яш хитайниң хунән өлкисидики лйеҗу техника мәктипигә әвәтилгән.