Хитай уйғур елиниң җәнубидин шималға ишчи йөткимәкчи

“ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш” нами астида уйғур қизлирини ичкири хитайдики завут-фабрикиларға йөткәш мәсилисиниң хәлқара вә уйғур җамаәтчиликиниң түрлүк инкаслириға дуч келиватқан бу күнләрдә уйғур аптоном районлуқ сода-санаәт мәмурий башқуруш идариси уйғур елиниң җәнубидин шималға ишчи йөткәш пиланини башлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.26

Әлқ ториниң учуридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ сода-санаәт мәмурий башқуруш идариси тәшкиллигән уйғур елиниң җәнубидин шималға ишчи қобул қилиш чоң йиғини 25-июн күни қәшқәр вә атуш шәһәрлиридә өткүзүлгән. Бу орган уйғур елиниң шималидики 66 хусусий карханини тәшкиллигән болуп, мәзкур 66 кархана 102 хизмәт түри бойичә 13 миң 48 иш орниға ишчи қобул қилидикән.

Мәзкур хизмәтчи қобул қилиш чоң йиғининиң ечилиши вә хизмәтчи қобул қилиш ишлириға қәшқәр вилайити вә қизилсу областлиқ мәмурий мәһкимә органлириму биваситә арилашқан һәмдә тизимлаш елип барған. Дәсләпки қәдәмдә қәшқәрдин 2346 нәпәр, қизилсудин 2179 нәпәр алий вә оттура дәриҗилик мәктәп пүттүргәнләр һәм “йеза ешинча” әмгәкчилири қатарлиқлар шималий уйғур елидин кәлгән 66 кархана билән нәқ мәйданда хизмәт тохтами түзгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, йәнә зор сандики әмгәк күчлири нөвәт күтмәктә. Булардин башқа йәнә йопурға наһийисиму үрүмчидики төт кархана биләнму узун муддәтлик хизмәтчи қобул қилиш тохтами түзгән.

Бирақ, һазирчә мәзкур хизмәтчи қобул қилишта милләт нисбити һәққидә ениқ учур берилмигән болуп, уйғур аптоном райониниң аптономийилик һоқуқ йүргүзгүчи асасий миллити дәп һесабланған уйғурларниң ишсизлиқ нисбитиниң әң юқирилиқи узундин буян даим тилға елиниватқан мәсилә иди. Уйғур елидики завут-фабрика қатарлиқ түрлүк мәмурий вә кархана хизмәт орунлирида хитайларниң нисбити ешип кәткәнлики мәлум. Ешинча әмгәк күчлирини ичкиригә йөткәш башланғандин кейин, уйғурлар арисида мәзкур әмгәкчиләрни ичкиригә әмәс , бәлки уйғур елиниң ичидики завут-фабрикиларға орунлаштуруш тәләплириму күчәйгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.