Иккинчи қетимлиқ данийә әркинлик мукапати мурасимида хитай тәнқидкә учриди

Иккинчи қетимлиқ данийә әркинлик мукапати йиғини өткән һәптә данийиниң копинһеган шәһиридә өткүзүлгән. Мукапат америкида паалийәт елип бериватқан хитай өктичилиридин яң җйәнлигә берилгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.04.30

Йиғинда хитайниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити қаттиқ тәнқидкә учриған. Мәзкур мукапат данийидики CEPOS йәни сиясий ишлар тәтқиқат орни дәп атилидиған бир аммиви тәшкилат тәрипидин тәсис қилинған вә бултурдин башлап йолға қоюлған, бултурқиси кубалиқ бир өктичи затқа берилгән.

Йиғин риясәтчи Jacob McHangama хитай һәққидә тохтилип, хитайниң йеқинқи йиллардин бери иқтисади җәһәттин тәрәққий қилған болсиму, әркинлик вә кишилик һоқуқ җәһәттин қилчиму илгири басмиғанлиқини тилға алған. У сүзидә хитай дөлитиниң өз пуқралириға пикир әркинлики вә тәшкиллиниш һоқуқини бәрмәй туруп, хәлқарада инавәтлик бир дөләт болушиниң мумкин әмәсликини әскәрткән.

Мәзкур тәшкилат, 2005-йилдин башлап паалийәт елип бериватқан болуп, уларниң хизмәт ғайиси, дуняда әркинлик вә кишилик һоқуқни омумлаштуруш, хәлқарада әркин содини раваҗландуруш, һөкүмәт әмәлдарлириниң вә дөләт органлириниң сода ишлириға арилишишини чәкләштин ибарәттур.

Йиғинда мукапат тапшурувалған яң җйәнли сөз қилип: “әгәр вен җябавниң сиясий ислаһат чақириқи раст болса, алди билән һеч иккиләнмәстин нобел саһиби лю шавбони қоюп бериш керәк” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.