Америка, шәрқий җәнуби асия дөләтлирини хитайға қарши бирлишишкә чақирди

Америка ташқи ишлар министири һилларий килинтон, 2-сентәбир австралийидә мухбирларни күтүвелип, шәрқий җәнуби асия дөләтлирини, талаш-тартиштики деңиз тәвәлики мәсилисидә хитайға қарши өз-ара бирлишишкә чақирған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.03

Килинтон бу чақириқини, 11 күн давам қилидиған асия -тинч окян районидики 6 дөләт сәпириниң тунҗи бекитидә баян қилған. Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей бүгүн клинтонниң мәзкур чақириқиға дәрһал инкас қайтуруп, америкини җәнубий җуңго деңизи мәсилисигә қол тиқмаслиққа қайта дәвәт қилған.

Хитай йиллардин бери, мәзкур райондики деңиз тәвәлики мәсилисини, талаш-тартиштики дөләтләр билән айрим-айрим сөзлишишни тәшәббус қилмақта. Америка болса, талаш-тартиштики барлиқ дөләтләрниң мәсилини ортақ музакирә билән һәл қилишини тәвсийә қилмақта.

Америка йәнә буниңдин кейин истратегийилик нишанини асия тинч окян райониға мәркәзләштүридиғанлиқини вә бу райондики мәнпәәтлирини қоғдайдиғанлиқини тәкитлимәктә. Бирләшмә агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә билдүрүшичә, килинтон ханим дүшәнбә күни һиндонезийини зиярәт қилғандин кейин, хитайда зиярәттә болиду.

У хитай тәрәп билән җәнубий җуңго деңизи мәсилиси, сүрийә, иран вә шималий корийә мәсилилири үстидә музакирә елип бариду. Килинтон хитайдин кейин, шәрқи тимур, бруний вә русийиниң йирақ шәрқ районида зиярәттә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.