Хоңкоңлуқ ахбаратчилар хоңкоң валийсини пикир әркинликини дәпсәндә қилиш билән әйиблиди

Бүгүн хоңкоңдики ахбаратчилар хоңкоң валийси ляң җиңйиңни пикир әркинликини боғуш билән әйиблиди. Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, хоңкоң валийси ляң җиңйиң йеқинда хоңкоң иқтисад журнили гезитигә рәсмий хәт әвәтип, уларниң өзидин әпу соришини тәләп қилған.
Мухбиримиз ирадә
2013.02.07

Мәзкур гезит илгири валий ляңниң хоңкоңдики қара җәмийәт кишилири билән алақиси барлиқи һәққидики мақалини елан қилған иди.

Хоңкоң иқтисад журнили гезити бүгүн буниңға җавабән баш мақалә елан қилип, пикир әркинликиниң хоңкоң хәлқиниң қиммәтлик байлиқи икәнликини, хоңкоң хәлқиниң буниңдин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Хоңкоң ахбаратчилар бирләшмисиму бүгүн вәқәгә инкас қайтуруп, ляң җиңйиңниң бу һәрикити ахбарат әркинликигә еғир сәлбий тәсир көрситиши мумкин иди, дәп көрсәткән.

Бейҗиң һөкүмитиниң қоллишиға еришкән ляң җиңйиң техи йерим йил аввал хоңкоң валийлиқиға тәйинләнгән иди. Әмма хоңкоң хәлқи униң хизмәт истилидин изчил һалда нарази болуп кәлмәктә. Техи йеқиндила хоңкоңда нәччә он миң киши кочиларға чиқип намайиш қилип, униң истепа беришини тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.