Д у қ хитайни хотән айропилан вәқәсидә һәддидин зиядә күч қолланған дәп әйиблиди

Дуня уйғур қурултийи хотән айропилан вәқәсигә четишлиқ икки гумандарниң аридин икки күн өткәндә дохтурханида өлгәнлик хәвиригә қарита инкас қайтурди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.07.02

Қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, хитайниң мәзкур вәқәдә һәддидин зиядә күч қолланғанлиқини илгири сүрди. Долқун әйсаниң билдүрүшичә, “мәзкур айропиланда 7 нәпәр сақчи болған икән, сақчиларниң гумандарларни җан бихәтәрликигә хәвп йәткүзмигән асаста тутуш вә сот ечип қанун бойичә бир тәрәп қилиш имкани тамамән мәвҗут. Лекин хитай сақчилири уйғур елидики башқа вәқәләрдә болғандәк, бу вәқәни бир тәрәп қилиштиму гумандарларниң җан бихәтәрлики вә қануний тәртип билән қилчә һесаблашмиған.”

Долқун әйса йәнә “гумандарлардин иккисиниң вәқәдин икки күн өткәндә җан үзгәнлики гумандарларниң айропиланда яки сорақ җәрянида еғир зәхимләнгәнликиниң ипадиси” деди. Долқун әйса сөзиниң ахирида, хитай зулум вә зораванлиқни тохтатмиғучә районда муқимлиқни мәңгү әмәлгә ашуралмайдиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.