Онодера: японийә кәлгүсидә тәһдиткә қарши алдин қол селиш иқтидарини һазирлайду

Японийә дөләт мудапиә министири итсонури онодера, японийиниң кәлгүсидә мәвҗут тәһдиткә қарши алдин қол селиш иқтидарини тәрәққий қилдуруш һоқуқи барлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2013.02.15

У җүмә күни ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип: қарши тәрәпниң японийигә һуҗум қилиш нийити очуқ-ашкара болуп, тәһдит җиддий болса вә башқа чарә қалмиса, японийә қанунға асасән дүшмән нишаниға зәрбә беришкә һоқуқлуқ, дегән.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, японийиниң шималий корийә ядро тәһдитигә қарши алған бу җәһәттики тәдбири хитай вә шималий корийини биарам қилиши мумкин.

Онодера бу сөзләрни шималий корийә ядро синиқи өткүзүп, вәзийәтни җиддийләштүрүвәткән бир пәйттә қилған болсиму, бирақ бу мәзгил йәнә японийә-хитай мунасивити сенкаку яки дявйү арилиниң игилик һоқуқи сәвәбидин җиддийлишип кәткән пәйттур.

Японийиниң һазирқи асасий қануни башқа дөләткә алдин қол селиш характерлик һуҗум қилишни чәклисиму, бирақ японийә йеңи баш министири шинзу абе асасий қанундики бу хил чәклимини бикар қилишқа вәдә бәргән иди.

Бирақ онодера, һазир алдин қол селиш иқтидарини һазирлаш тәйярлиқ хизмитини дәрһал башлаш вақти әмәсликини билдүрүп: бизниң район бихәтәрлик вәзийитидики өзгиришни диққәт билән көзитишимизгә тоғра келиду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.