Ақту наһийисидә йәр асти байлиқларни қезиватқан хитайниң чоң ширкәтлириниң сани 17 гә йәткән
2010.12.07
Шинҗаң хәвири ториниң бүгүнки бир хәвиридин мәлум болушичә, ақту наһийиси йеқинқи йиллардин бери дөләтниң 257 милйон йүән мәбләғ аҗритиши вә өзлири 3 милйон 780 миң йүән мәбләғ топлаш арқилиқ, наһийиниң сирт билән алақә линийиси вә тағлиқ районларниң қатнаш вә учур алақә қурулушини тәрәққий қилдурған. Наһийә униңдин кейин, үрүмчи вә шиән йәрмәнкиси қатарлиқ чоң сода сорунлирида ақтуниң тәбиий байлиқлирини қезишқа херидар чақирған. Нәтиҗидә бу йилниң бешиға қәдәр, шяңгаң-җяйүән канчилиқ гуруһи, яшин канчилиқи вә гүйшин канчилиқ гуруһи қатарлиқ 17 чоң хитай канчилиқ ширкити ақтуға маканлашқан. Буниң билән наһийиниң бу йиллиқ санаәт ишләпчиқириш омуми қиммити бултурқидин 30% ашқан. Әмма, хәвәрдә мана бу қезилма байлиқлардин қолға кәлгән иқтисадий үнүмдин йәрлик хәлқ болған уйғурларниң қанчилик нәп алғанлиқи вә яки 17 хитай ширкитиниң наһийигә маканлишиши билән билән қанчилик хитай көчмининиң бу наһийигә йәрләшкәнлики қатарлиқ наһийиниң сиясий вә иқтисадий вәзийитигә алақидар муһим вә сәзгүр мәлуматлар һеч тилға елинмиған.
Уйғур көзәткүчиләр райондики муқимсизлиқниң асаслиқ сәвәблиридин бирини "районниң тәбиий байлиқлириниң талан-тараҗ қилиниши вә йәрлик хәлқләрниң бу мәнпәәтләргә йеқинлаштурулмаслиқи" дәп көрситип кәлгән иди. "Шәрқи түркистан мустәқиллиқ күриши " ниң йеқинқи мусаписидики асаслиқ вәқәләрдин бири болған барин инқилабиму, нөвәттә йәр асти байлиқлири кәң -көләмдә ечиливатқан дәл мушу ақту наһийисиниң барин йезисида йүз бәргән иди.