Уйғур илидики йиңнә һуҗумлирида зәһәрлик мадда байқалмиди
Мухбиримиз әркин
2009.09.14
2009.09.14
Шинхуа ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, һуҗумға учриған дәп қаралған 250 адәм үстидин тәкшүрүш елип берилғанлиқини, лекин бу кишиләрниң қан тәркипидә радиактиплиқ, зәһәрлик яки зиянлиқ маддилар байқалмиғанлиқини билдүргән.
Хитай даирилириниң бу иқрари үрүмчидики бир оттура сот мәһкимиси шәнбә күни йиңнә һуҗумини баһанә қилип, 3 уйғурни 7 йилдин 15 йилғичә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилғандин кейин елан қилинди. Хитай җ х министири мең җйәнҗу илгири бу вәқәни "миллий бөлгүнчиләрниң һәрикити" дәп әйиблигән, лекин у бу пикирини испатлайдиған һечқандақ пакит оттуриға қоймиған иди. Уйғур аптоном райони даирилири болса вәқә садир қилғучиларни тез арида тепип чиқип, өлүм җазасиға һөкүм қилидиғанлиқини җакарлиған.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң әмәлдари ваң веншйәнниң "йиңнә окули һуҗумға учриғучиларниң саламәтлик әһвалиға чоң зәхмәт йәткүзмигән, лекин бу вәқә иҗтимаий сарасим пәйда қилди" дегәнликини билдүргән.
Дуня уйғур қурултийи болса, йиңнә вәқәсини хитай көчмәнлириниң һөкүмәттин төләм пул елиш үчүн пәйда қилғанлиқини, нурғун хитайларниң өз өзигә йиңнә селип, сақчиға дило мәлум қилғанлиқини илгири сүргән. Хитай һөкүмити болса 4 - синтәбиргә қәдәр 531 нәпәр кишиниң йиңнә һуҗумиға учриғанлиқини елан қилип, буниң ичидики 171 кишидә йиңнә изи барлиқини билдүргән иди.