Америка қатарлиқ дөләтләр йиғин ечип, “йеңи йипәк йоли” ни қандақ җанландуруш пиланини музакирә қилди

Америка, афғанистан, пакистан, хитай, германийә қатарлиқ 25 дөләтниң ташқи ишлар министирлири пәйшәнбә күни ню-йорк шәһиридә йиғини ечип, оттура асиядин кесип өтидиған тарихий йипәк йолини қандақ җанландуруш мәсилисини музакирә қилди.
Мухбиримиз әркин
2011.09.23

Бу һәқтики хәвәрләрдә дөләтләрниң оттура асия билән җәнубий асия әллирини өз-ара туташтуруп, уларниң сода, қатнаш, енергийә алақисини қандақ күчәйтиш мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүрди. Америка әмәлдарлириниң илгири сүрүшичә, “йипәк йоли” пилани афғанистанни райондики қошна әлләргә бағлап, униң иқтисадини америка 2014‏-йили афғанистандин чекинип чиққандин кейинму капаләткә игә қилиш үчүн икән.

Йиғинда америка дөләт ишлар министири һеларий клинтон, “әгәр биз районға йеңи бир иқтисади упуқни ачмисақ, келәчәк ундақ гүллинишлик болмаслиқи мумкин” дегән. Лекин бәзи уйғур анализчилар “йеңи йипәк йоли” пиланиниң йипәк йоли түгүнидики уйғурларға бәзи пурсәтләрни ата қилиш билән биргә, йәнә бәзи җиддий риқабәтләрни елип келидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил 11‏-айда түркийиниң истанбул шәһири вә 12‏-айда германийиниң бон шәһиридә ечилидиған юқири дәриҗиликләр йиғинида “йеңи йипәк йоли” пилани йәнә музакирә қилинидикән.

Пәйшәнбә күнки йиғинда һеларий клинтон әскәртип, “растини ейтқанда, буниң муваппәқийәтлик болуш-болмаслиқи позитсийини өзгәртиш, сиясий ирадидики изчиллиқни тәләп қилиду” дәп көрсәткән. Лекин бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, райондики диктаторлар тәрипидин башқурулидиған бу дөләтләрниң изчил сиясий ирадини намаян қилалайдиғанлиқи гуманлиқ икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.