Чошқа зукими шимали йерим шарда ямраш аламәтлири көрүлмәктә

Дуня сәһийә тәшкилатиниң баян қилишичә, һазир шимали йерим шарда чошқа зукими ямраш аламәтлири көрүлмәктә. Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, пүтүн дуняда һазирға қәдәр чошқа зукими вируси билән өлгән адәм сани 6770 кә йәтти.
Мухбиримиз вәли
2009.11.21

Һазир грузийә, латвийә, молдавийә, сербийә, қазақистан, өзбекистан, авғанистанлардиму ямрашқа башлиди. Америкидики квәст ширкити 10‏ - ай ичидила, америкида 142 миң адәмниң чошқа зукими вируси билән яллуғланғанлиқини байқиди.

Америка авазниң баян қилишичә, пүтүн дуняда өткән бир һәптә ичидила чошқа зукими билән өлгән сани 500 дин ашти. Норвегийидә вә америкиниң шимали каролина штатидики бир давалаш орниниң хизмәтчи хадимлирида байқалған чошқа зукими вируси, давалайдиған дориларға қарита қаршилиқ пәйда болған бирхил типқа өзгәргәнлики мәлум болди.

Б б с ниң баян қилишичә, хитайда һазир чошқа зукиминиң ямриши юқири пәллигә көтүрүлмәктә. Хитай сәһийә министирлики өткән бир һәптидила 1235 адәмниң чошқа зукими вируси билән яллуқланғанлиқини байқиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.