Тарим университети 10 миңға йеқин оқуғучини җәнубий уйғур диярида “қизил тәшвиқат” паалийитигә тәшкиллигән
2022.08.02
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, 2022-йиллиқ язлиқ тәтил мәзгилидә уйғур дияридики университлар, болупму биңтуән қаримиқидики университетлар “3 ни йезиларға чүшүрүш” намида оқуғучиларни тәшкилләп хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилиш вә кәң-көләмлик “җәмийәт тәкшүрүш” кә сәпәрвәрлик паалийәтлири елип берилған.
“хитай хәвәрләр тори” ниң 24-июлдики хәвиридин ашкарилинишичә, биңтуәнгә қарашлиқ тарим университиниң өзидинла болуп, 10 миңға йеқин оқутқучи-оқуғучи бу паалийәткә сәпәрвәрлик қилинған.
Хәвәрләрдә дейилишичә, бу қетимлиқ “җәмийәт тәкшүрүш” кә сәпәрвәр қилинған оқуғучилар уйғур райониниң җәнубий қисмидики һәрқайсий вилайәт-областларға қарашлиқ йеза-кәнтләрдә нуқтилиқ һалда “җоңхуа миллити ортақ еңи” ни тәшвиқ қилиш, “қизил ген тәрбийәси” билән “қизил тарих тәрбийәси” ни һәр бир аилигичә йәткүзүш вәзиписини ада қилидикән.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити вә уйғур дияриниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан паалийәтчиләрниң билдүрүшичә, биңтуәнгә қарашлиқ бир университеттинла бир қетимда он миң оқутқучи-оқуғучиниң язлиқ тәтил мәзгилидә “җәмийәт тәкшүрүш” намида “қизил тәшвиқат” паалийитигә сәпәрвәр қилиши диққәт қозғайдикән.
Америкадики уйғур һәркити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу оқуғучиларниң әмәлийәттә һөкүмәт тәрипидин тәшкиллинип, “җәмийәт тәкшүрүши” намида ши җинпиңниң “җоңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни тәшвиқ қилишқа селиниватқанлиқини, техиму ениқрақ қилип ейтқанда, уйғурларниң өйлиригә пайлақчилиқ қилишқа әвәтилгәнликини билдүрди.
Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитайлаштуруп йоқитиш истратигийәси бир тәрәптин уйғурларни кәң көләмдә “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларға қамаш арқилиқ елип бериливатқан болса, йәнә бир тәрәптин бу хилдики “қизил тәшвиқат” һәрикәтлири арқилиқ елип берилмақтикән.
Рошән аббас ханим зияритимиз җәрянида уйғур дияридики университет оқуғучилириниң аталмиш “җәмийәт тәкшүрүш” намидики бу қетимлиқ қизил тәшвиқат паалийитиниң ши җинпиңниң йеқинда уйғур районида елип барған туюқсиз зияритидин кейинла елип берилғанлиқини, буниң ши җинпиңниң биңтуән даирилиригә бәргән йолйоруқлири билән мунасивәтлик икәнликини тәкитләп өтти.
Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмити нөвәттә лагер сиртида қалған уйғурларғиму “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” дин ибарәт хитай кимлики тәшвиқатини күчәйтиш һәм меңә ююш һәрикитрини күчәйтмәктикән.
Илгири шинҗаң университетиниң ахбарат факултетида оқутқучилиқ қилған, һазир америкада яшаватқан уйғур зиялийлиридин меһриай мәмтели ханимму зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики қарашлирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти. Униң билдүрүшичә, хитай даирилириниң уйғур дияридики университит оқуғучилирини, болупму биңтуәнниң башқурушидики тарим университетиниң оқуғучилирини “җәмийәт тәкшүрүши” намида уйғур дияриниң җәнубидики йеза-қишлақларға вә биңтуәнниң мәйданлириға әвәтип, “қизил тәшвиқат” қа әвәтиши, җиддий диққәт қозғайдикән. Шундақла бу һәрикәтниң сиясий мәқсити әндишә пәйда қилидикән.
Меһриай мәмтели ханимиң билдүрүшичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң буйруқи бойичә биңтуән қаримиқидики университетларни ишқа селип, уйғур дияриниң җәнубида елип бериливатқан бу бир қатар һәркәтләр, әмәлийәттә хитайниң уйғурларниң йәниму қаттиқ назарәт қилиш, шундақла уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш истратигийәсиниң муһим тәркибий һисаблинидикән.
Меһриай мәмтели ханимниң билдүрүшичә, аилә бир милләтниң миллий кимликини сақлаштики әң муһим қорған икән. Хитай һөкүмитиму бу нуқтини яхши билгәнлики үчүн уйғур аилилири вә уйғур мәһәллилирини йоқитишни муһим нишан қилмақтикән.
Меһриай ханим йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитайлаштуруш сияситиниң қәдәм басқучлири һәққидиму тохталди. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити аввал “қошмақ туғқандарчилиқ”, “үч әл райи” намида түрлүк “хизмәт гуруппилири” ни вә хитай кадирлирини уйғурлар өйлиригә йәрләштүрүп, уларниң аилиридики күндилик турмуш әһваллирини көзәткән һәмдә архип турғузған. Андин “хәтәрлик” дәп қариған, диний етиқади вә уйғур кимликини сақлап қелишта чиң турған бир түркүм уйғурларни тутқун қилип, кәо көләмдә лагерларға қамиған. Буниңғиму қанаәтләнмәй алдинқи йиллардики чоң зор тутқундин ешип қалған уйғурларниму бош қоймиған. Бу қетим биңтуән қаримиқидики хитай оқуғучиларни “җәмийәт тәкшүрүш” намида уйғурларниң өйлиригә әвәтип, хитайлаштуруш сияситини йәниму күчәйткән.
У, хитай һөкүмитиниң уйғур райониға қаратқан истратигийәлик сияситиниң түп мәқситиниң ахириқи һесабта уйғурларниң бу тупрақтики йилтизини қомуруп ташлап, уларни аталмиш “җуңхуа миллити” бир бир парчисиға айландуруш, теихиму ениқ қилип еютқанда, хитайлаштуруш икәнликини билдүрди.
Меһриай мәмтели ханим ахирида, бу қетим “җәмийәт тәкшүрүш” намида уйғур дияриниң җәнубидики йеза-қишлақларға әвәтилгән 10 миң оқуғучиниң тарим университиниң оқуғучилири икәнликини, тарим университетиниң әмәлийәттә хитайниң уйғур диярини идарә қилиштики қурали һесабланған биңтуәнниң башқурушидики биңтуән университети икәнликини алаһидә тәкитләп өтти.
Униң тәкитлишичә, биңтуәнгә қарашлиқ бу университеттин шунчә көп оқуғучиниң бир йолда сәпәрвәр қилинип “төвәнгә чүшүрүлүши”, хитай һөкүмитиниң уларни “ишәнчилик тәшвиқатчи” вә “авангарт қошун” дәп қариғанлиқи билән мунасивәтлик икән.
2009-Йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин, хитай һөкүмитиниң райондики уйғурларни хитайлаштуруш вә уларға болған назарәтни күчәйтиш сиясити техиму күчәйгән. 2009-Йили 7-айниң оттурлиридин башлап, үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа, хотән қатарлиқ җайлардики уйғур мәһәллилири вә йезиларда мәһәллә кометитлириниң хизмәтчи хадимлирини көпәйтиш, идарә-җәмийәт, мәктәп орунлиридики һөкүмәт кадирлирини асасий қатламларға чүшүрүп, аталмиш “әл райини синаш”, “әлниң маһиллиқини қолға кәлтүрүш” дегән намлардики сиясий тәшвиқат паалийәтлири кәң қанат яйдурулған.
2014-2015-Йилладин башлап йәнә йүз миңлиған хитай кадирлирини “үч әл райи” хизмити намида уйғур йезилириға әвәтип, уйғурларниң өйлиридә туруп уларни назарәт қилишқа башлиған. Чен чүәнго уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритарлиқиға тәйинләнгән 2016-йилиниң кейинки йеримиға кәлгәндә болса, 100 миңдин артуқ хитай кадирлири йезиларға әвәтилип, “5 тә биллә болуш”, “қошмақ туғқан болуш” дигәндәк намларда уйғурларниң өйлиригичә йәрләшкән. Шундақла уларниң пүткүл шәхсий һаятидики учурлар ахиплаштурулуп, зор тутқун үчүн тәйярлиқ қилинған.
Уйғур районида 2017-йилидин башлап кәң көләмдә елип берилған лагер тутқунида, илгири уйғурларниң өйлиригә йәрләштүрүлгән хитай кадирлири вә аталмиш “қошмақ туғқан” лар һәл қилғуч рол ойниған. Улар уйғурларниң өйлиридә “бәштә биллә болуш” җәрянида, аталмиш “диний әсәбийлик” вә “миллий бөлгүнчилик” идийәлири тоғрилиқ мәлумат топлап вә уни архиплаштуруп, йоқури дәриҗилик органларға йоллап бәргән. Буниң нәтиҗисидә хитай даирилириниң милйонлиған уйғурларни лагерларға тутқун қилишиға асас яритип бәргән.