Һазирқи заман уйғур әдәбиятиға беғишланған “қум астидики излар” намлиқ әсәр германийәдә нәшр қилинди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.09.12
Qum-astidiki-izlar-1 “қум астидики излар” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Erkin Tarim

Хитай һөкүмити уйғур тилидики маарипни чәкләп миллий әдәбиятниң тәрәққиятини тосуватқан, болупму сәбий балиларни ата-анисидин айрип ана тилини унтулдурушқа тиришиватқан бүгүнки күндә уйғур әдәбиятиға, җүмлидин уйғур тарихи вә мәдәнийитигә даир китаблар дуняниң һәр қайси җайлирида арқа-арқидин нәшр қилинмақта. Әнә шу қатарда вәтән ичи вә сиртидики уйғур язғучи вә шаирларниң әсәрлирини өз ичигә алған “қум астидики излар” (Spuren Unter Dem Sand) намлиқ китаб тунҗи қетим герман (немис) тилида нәшр қилинди.

“фритиз тийсән фонди” (Fritiz Thyssen Stiftung) ниң ярдими билән нәшргә тәйярланған мәзкур әсәр германийәдики остасйән верлаг (Ostasien Verlag) нәшриятида нәшр қилинған болуп, уни җустус-лиебиг-гиебән (Justus-Liebig-Gieben) университетиниң оқутқучиси, доктор майкил хәс (Michael Hess) нәшргә тәйярлиған. 420 Бәтлик бу китабта һазирқи заман уйғур әдәбиятиға вәкиллик қилидиған вәтән ичи вә сиртидики бир қисим шаирлар һәмдә язғучиларниң тәрҗимиһали, шуниңдәк уларниң әсәрлири тонуштурулған.

Доктор майкил хәс әпәнди зияритимизни қобул қилип, һазирқи заман уйғур әдәбияти тоғрисидики бу тәтқиқат түриниң башлиниши тоғрисида мәлумат бәрди. У мундақ деди: “җустус-лиебиг-гиебән университетида 2022-йилидин тартип ‛гүллиниш дәвридики уйғур әдәбияти: уйғур пирозичилиқи тоғрисида‚ намидики бир тәтқиқат түрини ишләватимиз. Бу тәтқиқат түридә биз икки китаб йезишимиз керәк иди. Биринчиси һәм уйғур әдәбияти тоғрисида, һәм уйғур әдәбиятиниң текистлирини өз ичигә алған бир китаб болуши керәк иди.”

“қум астидики излар” намлиқ китабниң мундәриҗиси.
“қум астидики излар” намлиқ китабниң мундәриҗиси.
RFA/Erkin Tarim

У йеқинда нәшр қилинған “қум астидики излар” намлиқ китабниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу китабта уйғур әдәбияти тоғрисида қисқичә мәлумат берилгән. Уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму мәлумат берилди. Буниң сәвәби, бу тәтқиқат лайиһәмиз пәқәтла уйғур әдәбияти тоғрисидила әмәс, әксичә уйғур әдәбиятиниң қандақ бир шараитта оттуриға чиққанлиқини, шуниңдәк әдәбият билән реаллиқ оттурисидики мунасивәтни тәтқиқ қилип чиқиш үчүн елип бериливатқан бир тәтқиқат түридур. Мәсилән, бу китабта абдувәли аюп, езиз әйса әлкүн вә мәмтимин һошурларниң әсәрлиридин өрнәк текистләрму бар. Мушулар арқилиқ хитайниң һазир уйғурларға йүргүзүватқан зулмини аңлатқан текистләргиму орун бәрдуқ.”

Доктор майкил хәс әпәнди китабқа немә үчүн “қум астидики излар” дәп мавзу қоюлғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “китабқа ‛қум астидики излар‚ дәп мавзу қойдум. Буниң сәвәби, китабта һәм ‛из‚ романи вә ‛из‚ мавзулуқ шеир, һәм ‛қум басқан шәһәр‚ намлиқ роман тоғрисидиму мәлумат бәрдим. ‛из‚ билән ‛қум‚ уйғур әдәбиятида муһим бир арқа көрүнүш. Шуңа мушу икки исимни бирләштүрүп бу намни бәрдим.”

Германийәдики җустус-лиебиг-гиебән (Justus-Liebig-Gieben) университетиниң оқутқучилири алдинқи йиллардин тартип “фритиз тийсән фонди” (Fritiz Thyssen Stiftung) ниң маддий җәһәттин қоллиши билән давам қилдуруватқан бу тәтқиқат түригә қатнашқан кишиләрниң бири доктурант оқуғучи сәнәт абләт гүлән ханимдур. У мәзкур тәтқиқат түриниң башқиларға охшимайдиған тәрипи тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу китабни қолимизға алғинимизда, шундақла йеқинқи йиллардин буян дуняниң һәр қайси җайлирида йезиливатқан уйғур әдәбияти тоғрисидики тәтқиқат китаблириға селиштурғинимизда буниң аддийла уйғур әдәбияти тоғрисидики китаб әмәсликини һес қилалаймиз. Йеқиндин буян дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар вә башқа милләтләр язған уйғур әдәбияти тоғрисидики китабларда көплигән уйғур әдиблириниң һаят кәчүрмишлири вә әсәрлириниң тәрҗимилири берилгән. Бу китабқа қарайдиған болсақ даңлиқ язғучилиримизни вә шаирлиримизни тонуштурупла қалмастин, йәнә бу җәһәттики әһвални хәлқаралиқ тәтқиқат сәвийәсигә маслаштурған һалда шу өлчәмләргә асасән йезип чиққан бир тәтқиқат нәтиҗиси, дәп қарашқа болиду. Бу әсәрниң башқа әсәрләрдин пәрқи мушу йәрдә.”

Сәнәт абләт гүлән ханим һазирқи заман уйғур әдәбияти тоғрисида елип берилған бу тәтқиқатниң германийәдә нәшр қилинишиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биринчидин, бундақ бир тәтқиқат түриниң германийәдә елип берилиши вә немисчә нәшр қилиниши илмий тәтқиқат саһәси үчүн наһайити муһим йетәкләш роһиға игә, дәп ойлаймән. Йәнә бирси, бундақ бир әсәрниң хәлқара тәтқиқат өлчими бойичә йезип чиқилишиму наһайити муһим. Үчинчиси, мәзмун җәһәттин пәқәт хитай бәлгиләп бәргән мәлум сандики язғучилар биләнла чәклинип қалмастин вәтән ичи вә сиртидики йүрики уйғурлар үчүн соқуватқан барлиқ язғучи вә шаирларни китабқа киргүзүшкә тириштуқ, шундақла уларни уйғур әдәбиятиниң айрилмас бир парчиси дәп қарап туруп, уйғур әдәбиятини бир пүтүн гәвдә һалитидә униңдики арқа көрүнүш вә тарихий шараитлар асасида илмий йосунда шәрһләп бәрдуқ, дәп қараймән. Бу әсәр бундин кейин явропа вә дуняниң башқа җайлиридики уйғур әдәбияти тәтқиқатиға мәнбә болуп қалиду, дәп ойлаймән.”

Сәнәт абләт гүлән ханимниң ейтишичә мәзкур китаб “гүллиниш дәвридики уйғур әдәбияти: уйғур пирозичилиқи тоғрисида” намлиқ хизмәт пилани даирисидә тәйярланған болуп, мәзкур пилан даирисидә 2025-йили һазирқи заман уйғур әдәбияти тоғрисида йәнә бир китаб нәшр қилинидикән. 1996-Йили герман тилида “1956-1966йиллиридики шинҗаң уйғур әдәбияти” намида бир китаб нәшр қилинған болуп, “қум астидики излар” намлиқ китаб 28 йилдин кейин германийәдә уйғур әдәбияти тоғрисида нәшр қилинған йәнә бир бүйүк әсәр һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.